Соңғы жаңарту

(Өзгертілген уақыты 1 күн бұрын)
Көпәйтиш вә бөлүшни тәкрарлаш
3 - синип Математика
Тәкшүрүлди__________
Дәрисниң мавзуси: Тәкрарлаш. Көпәйтиш вә бөлүш
Умумий мәхсити: Көпәйтиш вә бөлүшкә берилгән тапшурмиларни орунлаш арқилиқ логикилиқ ойлаш, әстә сақлаш қабилийәтлирини тәрәққий әткүзүш, билим елишиға йөнилиш бериш. Достлуққа, әдәпликкә, тазилиққа тәрбийиләш.
Асасий идеялар: Оқуғучиларниң дәрискә болған жавапкәрчилигини, қизиқишини ашуруш.
Күтилидиған нәтижә: - көпәйтиш жадвилини билиду;
- тапшурмиларни орунлап, әмәлләрни орунлашни билиду;
Иш - һәрикәт түрлири: Топ билән, жүп билән ишләш һәрикәтлирини қелиплаштуруш. Диалог арқилиқ бир - бири билән сөһбәтлишишкә үгитиш, өзини - өзи рәтләшкә, баһалашқа үгитиш. АКТ - ни пайдилиниш.
Әхбаратлиқ қураллар: интерактивлиқ тахта, дәрислик, карточкилар.

Муәллим һәрикити:
1. Уюштуруш. Оқуғучиларни дәрискә тәйярлаш, топқа бөлүш.
Оқуғучи һәрикити: 3 топқа бөлүнүш
Сүрәтләрниң кәйнидики санларға қарап, топқа бөлиниду.
Муәллим һәрикити:
2. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Дәптәрлирини жиғиш
Оқуғучи һәрикити: Еғизчә жавап бериду.
Муәллим һәрикити:
3. Дәрис мәхсити вә күтилидиған нәтижә билән тонуштуруш.
Оқуғучи һәрикити: Мавзу бойичә немә билимиз?
Көпәйтиш жадвилини диалог арқилиқ ейтип бериду.
Муәллим һәрикити:

1 - тапшурма: №1. «Сәяһәткә чиқайли» оюни. Қазақстан шәһәрлиригә сәяһәт
Оқуғучи һәрикити: Топ билән иш.
1 - топ 6 • 9=54 ------------- 800 - 120=680
2 - топ 13 • 7 = 91 ---------- 20 • 8=160
3 - топ 340+60=400 -------- 300•3=900

2 - тапшурма: №2. Әмәлләрни орунлаш.
Топ билән талқилап, ишләш.
1 - топ
900 – 327 =573
564+136=700
302+598=900
2 - топ
890 - 347=543
543 - 276=267
285+135=420
3 - топ
432 - 238=194
547+327=874
450+290=740

3 - тапшурма: №3. Ипадиләрниң мәнасини тепиш.
3. Топ билән ишләш.
1 - топ
(200 - 164): 6+64=36: 6=6+64=70
(187+13): 5+60=200: 5=40+60=100
2 - топ
(100 - 28): 9•10=72: 9=8•10=80
150 -(81+19): 10=150 - 100: 10=150 - 10=140
3 - топ
560+(20+5)•2=560+25•2=560+50=610
(420 - 80): 340•1=340: 340=1•1=1
4 - тапшурма: №4. Ипадә йезип вә униң мәнасини тепиш.
Жүп билән иш.
(6•6): 4=36: 4=9
82 -(7•8)=82 - 56=26
(34 - 25)•5=9•5=45
(56+7): 9=63: 9=7

Рефлексия (сәгәклик минут)
5 - тапшурма. Һесап ишләш. №6, 7, 8
Топ билән талқилап, ишләш. Постер билән иш
1 - топ. (7•3)+12=21+12=33
2 - топ. 3 •3 =9
3 - топ. 633: 3=211 66+633+211=699+211=910
6 - тапшурма №9. Тәңлимиләрни йешиш
Жүп билән иш.
6•х=27•2
6•х=54
Х=54: 6
Х=9
6•9=54

х: 8=25•4
х: 8=100
х=100•8
х=800
800: 8=100

4. Хуласә чиқириш (Блум таксономияси)
Немә билимән? Немә билдим? Немә қошар едим?
5. Баһалаш: баһалаш критерийлири арқилиқ баһалаш
- әмәлләрни орунлаш
- ипадиләрниң мәнасини тепиш
- һесап ишләш
- тәңлимә йешиш
Өзигә вә башқа оқуғучиларға баһа қоюш
6. Өйгә тапшурма бериш:

You Might Also Like

Жаңалықтар

Жарнама