Соңғы жаңарту

(Өзгертілген уақыты 1 ай бұрын)
Кавказ хәлиқлириниң музыкиси
Дәрисниң мавзуси: Кавказ хәлиқлириниң музыкиси.

Дәрисниң мәхсити: І. Оқуғучиларға Кавказ хәлиқлириниң музыкиси билән тонуштуруш.
ІІ. Оқуғучиларни һәр хил милләтләрниң музыка сәнъитини оқуп үгинишкә, вә уларниң бир - биридин айримчилиқлирини билишкә үгитиш.
ІІІ. Кавказ хәлиқлириниң мәдәнийитини, сәнъитини оқуп үгиниш арқилиқ достлуққа, инақлиққа тәрбийиләш.
Дәрисниң түри: Арилаш дәрис.
Қоллинилидиған усул: чүшәндүрүш, сөһбәт, музыка тиңшитиш.
Көрнәклик қураллар: Саз әсваплиририң сүрәтлири, равап, композиторларниң сүрәтлири, карточкилар, в. б.

Дәрисиниң бериши:
І. Уюштуруш қисими: Оқуғучиларни түгәлләш, саламлишиш,
Дөләтлик Гимнни әткүзүш, оқуғучиларниң зеһини дәрискә жәлип қилиш.

ІІ. Өй тапшурмисини сораш:
1. П. И. Чайковскийниң тәржимә һали?
2. П. И. Чайковскийниң қандақ әсәрлири бар?
3. Флейта - қандақ әсвап.
4. Труба, валторна әсваплириниң айримчилиғи?
5. Пьеса дегинимиз қандақ жанр?

ІІІ. Өткән мавзулар бойичә билимини тәкшүрәш:
Оқуғучиларға өткән мавзулар бойичә соаллар йезилған тест соаллири арқилиқ билимини тәкшүрәш.

1. «Хиросима» балетиниң муәллипи ким?
а) А. Жубанов.
ә) М. Төлебаев.
б) Ғ. Жубанова.*
2. Үччинчи сизиқ арисидики тавуш?
а) Соль.
ә) Ля.
б) Си.*
3. «Хиросима» балетидики кәмбәғәл, дехан бовайниң
исими ким?
а) Юки.
ә) Тайо.*
б) Таго.
4. Көп авазлиқ, қайғулуқ музикилиқ әсәрни тепиңлар?
а) Романс.
ә) Реквием.*
б) Опера.
5. «Евгений Онегин» оперисини ким язди?
а) А. В. Затаевич.
ә) П. И. Чайковский.*
б) С. В. Рахманинов.
6. Кичик музыкилиқ әсәр немә дәп атилиду?
а) Оратория.
ә) Пьеса.*
б) Романс.
7. П. И. Чайковскийниң «Балилар альбоми»дики
«Бозторғай» нахшиси қайси әсвапта орунлиниду?
а) Труба.
ә) Валторна.
б) Флейта.*
8. П. И. Чайковскийниң «Балилар альбоми»дики
«Неаполитан» нахшиси қайси әсвапта
орунлиниду?
а) Труба.*
ә) Валторна.
б) Флейта.

ІҮ. Мәхсәт қоюш:
Кавказ хәлиқлириниң мәдәнийитини, сәнъитини оқуп үгиниш арқилиқ достлуққа, инақлиққа тәрбийиләш.

Ү. Йеңи мавзу:
Балилар бүгүн биз силәр билән Кавказ хәлиқлириниң музыкиси билән тонушимиз.
Силәр кавказ тағлири һәққидә аңлиғанмедиңлар? У егиз чоққилиқ тағлар. Тәбиитиниң гөзәллиги жәһәттин биздики Тәңри таққа охшайду. Кавказда һәр түрлүк хәлиқләр яшайду. Һәр хәлиқниң өз мәдәнийити, урпи - адәт әнъәнилири бар. Кавказ хәлиқлириниң түп йилтизи бурунқи өткән әсирләрдин башлинидиған музыкиси чирайлиқ, ярқин һәм шох келиду. Қазақстанда яшаватқан кавказлиқлар өз дияридин жирақ турсиму, өзлириниң әнъәнилирини сақлап, уни әвлаттин - әвлвтқа қалдуруп кәлмәктә.
Әзәрбәйжан хәлқи интайин сәнъәтхумар хәлиқ. Нахшилири әжайип яхши. Улар нахшини бир авазда ейтиду. Аһаңни титритип, тәсирлик қилип пәдәзлигәндәк, һәр хил рәңдарлиқ билән ижра қилиду.
Әзәрбәйжан хәлқи нахшичиларни «ашуг» дәп атайду. Ашуг - шаир, композитор, орунлиғучи дегән мәналарни билдүриду. Уларниң чалғу саз әсваплири - саз, тутек, баламан, тар, уд, дап, нағра вә башқилар.

Әрмән хәлиқ нахшиси қазақ, уйғур хәлиқлириниң нахшилири охшаш бир авазда ейтилиду.
Әрмән хәлқи өзиниң нахшичи - композиторлирини «гусан» дәп атайду.
Әрмән хәлқиниң саз әсваплири – бамбир, пандир, зурна, тар, сантур, дудук, цинга вә башқилар.
Әрмән композитори А. И. Хачатурян(1903 - 1978) Тибилиси шәһиригә йеқин йәрдә дунияға кәлгән. Униң нами пүткүл дунияға мәшһур.

Грузин хәлқиниң музыкиси әзәрбәйжан вә әрмән хәлиқлириниң музыкисидин пәриқ қилиду. Әзәлдин тартип грузин музыкиси сап әрләр яки сап аялларниң ижрасида ейтилиду. Адәттә грузин нахшилири үч авазда ейтилиду. Асасий аһаңни оттура аваз яки жуқури аваз билән ижра қилиду.
Грузин хәлқиниң «Лезгинка» уссули көпчиликкә яхши тонуш, униң уссулчиларни қизитип ойнайдиған шох ритми тиңшиғучиларни теч олтарғузмайду. Оқуғучилар билән Лезгинка уссулини тиңшаш.

ҮІ. Йеңи мавзу бойичә билимини тәкшүрәш:
Дәрисимизни йәкүнләш үчүн мана мону йәттә нотини орунлириға қоюшимиз керәк.
Һәр бир тавушни орниға қоюш үчүн йеңи мавзу бойичә берилгән соалларға дурус жавап беришимиз керәк.
До Ре Ми Фа Соль Ля Си

ҮІІ. Дәрисни йәкүнләш:
Мана балилар бүгүн биз Кавказ хәлиқлириниң музыкиси билән тонуштуқ.. Кавказ хәлиқлиригә Әзәрбәйжан, Әрмән, Грузин хәлиқлири ятиду. Биз шу хәлиқләрниң музыкиси вә чалғу саз әсваплири билән тонуштуқ. Кавказ хәлиқлириниң музыкиси вә саз әсваплирида көплигән айримчилиқларни көрдуқ.
ҮІІІ. Өйгә тапшурма бериш:
120 - бәт, Кавказ музыкисини оқуп келиш.
Баһалаш:

Назар аударыңыз! Жасырын мәтінді көру үшін сізге сайтқа тіркелу қажет.

You Might Also Like

Жаңалықтар

Жарнама