Соңғы жаңарту

(Өзгертілген уақыты 7 сағат бұрын)
Тәсвирий сәьәт түрлири билән жанрлири
Дәрис мавзуси: Тәсвирий сәьәт түрлири билән жанрлири.
Дәрис мәхсити: а) тәсвирий сәньәт түрлири билән жанрлири һәққидә оқуғучиларға толуқ вә ениқ чүшүнүк бериш.
ә) тәсвирий сәньәт һүниридики сүрәтчиләр жанрлири билән түрлирини ажритип билиш қабилийәтлирини риважландуруш.
б) дурус сүрәт селишқа, мәзмуниға коңүл бөлүшкә, төзүмлк болушқа тәрбийләймән.
Түри: Стандартлиқ әмәс дәрис.
Тип: Арилаш
Усул: сорқ чүшәндүрүш, практикилиқ иш.
Көрнәкликләр: Слад, интерактивлиқ тахта, шеир.

Дәрисниң бериши:
1. Уюштуруш оқуғучилар билән саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, қурал - жабдуқларни түгәлләш. Оқуғучиларниң диққитини дәрискә жәлип қилиш.
Өй тапшурмисини қайтилаш.(Рәң шунаслиқ)
Балилар! Дәрисни башлаштин алдин диққәт қилиңлар.
Таң қаларлиқ көрүнүш
Қандақ чирайлиқ йәр бети,
Һәр түрлүк бояқлири.
Аппақ башлиқ тағлири,
Йешил яйлақ орманлири.
Рәңму - рәң қизил гүллири,
Сериқ алтун қумлири.
Шақирап аққан сулири,
Қандақ гөзәл Йәр бети!
Йеңи мавзу: Тәсвирий сәньәт турмушни бәдиий тәсвирләр арқилиқ биян қилиниду. Йеңи мавзуниң алгоритми.

2. Жанрлар: натюрмор, портрет, пейзаж, маринистик, тарихий, анималистик.
А. Если видиш на картине
Чашку кофе на стене
Или морс в большом кувшине
Или розу в большом хрустале
Или бронзовую вазу
Или грушу6или торт
Или все предметы сразу
Знай что это -…... (натюрморт)
Б. Здесь иранняя весна
И небес глубизна
Это - море, это - пляж
Очень солнечный.....(пейзаж)

3. Практикилиқ иш.

1 - тапшурма: Ким чапсан?
Сүрәт селиштин алдин
Қолни - қолға урайлуқ
Әжайип сүрәт селип
Яхшилап туруп бояйлуқ.
Геометриялик фигурилар арқилиқ сүрәт қараштуруш.
Дәрисни бәкитиш:
Биз бүгүн дәристә немә үгәндуқ?
Оқуғучиларниң ой пикирлири.
Йәкүнләш:
1. Тәсвирий сәньәт түрлирини сүрәткә қарап ейтип бериш.
2. Жанрларни атап бериш.
3. Адәмни тәсвирләш пейзаж жанриға ятамду?
Баһалаш:
Оқуғучиларниң сүрәтлирини тәкшүрәш, яхши салған оқуғучиларни махтап әмгигини баһалаш.
Өйгә тапшурма:
Тәсвирий сәньәт түрлирини қайтилаш. Әркин мавзуға сүрәт.

You Might Also Like

Жаңалықтар

Жарнама