Роһаний келишим - Қазақстан хәлқиниң бирлигиниң асаси
Синип саатниң мавзуси: Роһаний келишим - Қазақстан хәлқиниң бирлигиниң асаси
Синип саатниң умумий мәхсити: Оқуғучиларға Мустәқил күни, мәмликәтлик рәмизлири, Қазақстан хәлқиниң бирлиги тоғрисида чүшиниклирини кәңәйтип, ойлаш, әстә сақлаш қабилиәтлирини, тил байлиғини тәрәққий әткүзүш. Вәтәнпәрвәрликкә, адәмгәрчиликкә, достлуққа, инақлиққа тәрбийиләш.
Күтилидиған нәтижә: Мустәқил күни, мәмликәтлик рәмизләр тоғрисида чүшиниду. Мәдәнийәтлик жайларда өзини - өзи рәтләшни билиду.
Иш - һәрикәт түрлири: топ билән иш, АКТ - ни пайдилиниш, диалог, өзини - өзи рәтләш.
Пайдилинидиған қураллар: проектор, рәңлик сүрәтләр, постер, маркер, презентация.
Синип саатниң бериши
І. Уюштуруш қисми: Оқуғучиларни синип саатиға тәйярлаш.
ІІ. Киришмә:
- Бүгүнки синип саатниң мавзуси: «Роһаний келишим - Қазақстан хәлқиниң бирлигиниң асаси»
Алдимизда қандақ мәйрәм келиватиду?
Оқуғучилар:
- Жумһурийәт күни. Бийил мустәқил дөләт болғиниға 21 жил толди. (слайд)
Тахмина:
- Тарихта шундақ күнләр барки, улар һеч қачан адәмниң ядидин чиқмайду. Һәр бир кишиниң туғулған күни болғандәк, Жумһурийитимизниңму туғулған күни бар. У - 16 - декабрь 1991 - жил - мустәқилликни алған күн.
Барлиқ Қазақстан хәлқи бу улуқ мәйрәмни нишанлаватиду. Жумһурийитимиздә йүздин ошуқ милләт вәкиллири яшайду. Уларниң һәммиси Қазақстанниң тәң һоқуқлуқ гражданлири һесаплиниду. Қазақстанда яшаватқан барлиқ милләтләр үчүн ана тилида оқушқа, мәдәнийитини, тарихини, урпи - адитини сақлап қелиш вә риважландурушқа мүмкинчиликләр яритилған.
Қазақстан бәш мәмликәт билән чегаридаш. Бизниң елимиз уларниң һәммиси билән өз ара достлуқ алақә - мунасивәттә яшашни мәхсәт қилиду.
ІІІ. Асасий қисим:
Муәллим:
- Қазақстан Жумһурийитиниң рәмизлиригә немиләр ятиду?
- Қазақстан Жумһурийити Мустәқил дөләт болғанлиғи үчүн Герби, Гимни, Туғи бар.
Топларға тапшурмиларни бериш. (слайд)
І - топ
Туғниң авторлирини ейтип, тәсвирләп бериш. Туғниң автори Шәкен Ниязбеков.
ІІ - топ
Гербниң авторлирини ейтип, тәсвирләп бериш. Гербниң авторлири Жандарбек Мәлибеков, Шота Вәлиханов.
- Қазақстан Жумһуритиниң дөләтлик Гимниниң сөзини язған кимләр? Музыкисини язған ким?
- Қазақстан Жумһуритиниң дөләтлик Гимниниң сөзини язған Жумекен Нажмеденов, Нурсултан Назарбаев. Музыкисини язған Шәмши Қалдаяқов.
Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт Гимни көпчилик алдида орунланғанда, мәжбурий рәвиштә уни өрә туруп, оң қолимизни көксимизгә қоюп тиңшаймиз. Бу елимизгә дегән зор һөрмәт. Гимн мәтинини ядлавелип, тәнтәниләрдә қошулуп ейтиш - һәр бир гражданниң борчи.
Қазақстан тоғрисида шеирларни ейтиш:
Дильраба: - Силәрни тәбрикләймиз - Яшисун мустәқиллик,
Жүрәктин, дилдин. Яшисун, Вәтән!
Һәммимиз миннәтдар Қайта қурулушларни
Әрк билән жилдин. Башлиған Вәтән!
Зумрат: Тәуелсіздік кіндігін Зульяр: Елтаңбасы елімнің
Кескен халық бірлігі, Неткен әйбат әдемі
Ынтымағы барша ұлттың Тұнығындай көңілдің
Нұрын шашқан бүгін Ортада аспан әлемі
Тахмина: Пою тебе, мой Казахстан великий!
Теперь ты равный, среди равных, навсегда!
Живи, трудись и процветай, наш многоликий,
И вечной дружбе нашей вместе скажем: «Да!»
Фарид: Жарасқан байрақтың мәні бар.
Көк аспан, күн - қыран сәні бар
Көк байрақ ашық күн кеңісім,
Алтын күн белгісі жеңістің
Рамина: Мой Казахстан! Велик и могуч!
В нем много рек и гор, высоких круч.
Народы в дружбе все живут,
Детей растят, разводят скот.
Шахрин: Тәуелсіздік кіндігін
Кескен халық бірлігі.
Ынтымағы барша ұлттың
Нұрын шашқан күн бүгін
Кәлбинур: Бірлігі мен ынтымағы халықтың,
Көзімізде жарқырайды жарық күн,
Ырыс, дәулет, бақыт үшін халықтың,
Жайнай берсін, жайнай берсін жарық күн.
Камил: Меһриван хәлқим яшнатқан
Бу муқәддәс гөзәл макан.
Билмәк болсаң, келип көргин
Униң нами Қазақстан.
Көрүнүш: «Қирғиз билән өзбәк»
- Сениң миллитиң ким?
- Қирғиз.
- Сән қирғиз болсаң өз елиңгә немишкә кәтмәйсән?
- Мениң елим - Қазақстан.
- Яқ, сән Қирғизстанда туришиң керәк.
- У немә дегиниң! Мән Қазақстанда туримән. Мән Қазақстанни өз Вәтиним дәп билимән.
- Сән өз елиңгә қандақту кетишиң керәк.
- У вақтида сән өзбәкқу! Сән бу йәрдә немә қилип жүрисән? Сәнму өз елиңгә бар.
- Балилар неманчила сөз талишип турисиләр? Мениң билгим келиду.
- Биз һәр қасисимиз өз елиңгә беришиң керәк дәп туримиз. Немә қилишимизни биләлмәйватимиз.
- У немә дегиниңлар? Бизниң Вәтинимиз Қазақстан көп милләт туридиған мәмликәт әмәсму? Бу йәрдә қирғиз, грузин, өзбәк, уйғур, рус йәниму башқа милләтләр яшайду. Һәммиси инақ яшаватиду. Ундақ болса бизму дост болайли. Қени қол тутишайли!
- Мақул, болиду.
- Һәр дайим биз дост.
Нахша: «Достлуқ» сөзи - Е. Елубаевниң
Ортақ макан йәр шари,
Үстимиздә бир асман.
Барлиқ милләт балиси,
Достлуғимиз ярашқан.
Ортақ бизгә бир Вәтән,
Ортақ йәрниң байлиғи.
Әмгәк ортақ, саз ортақ,
Ортақ бизгә һәммиси.
Қериндаш биз һәммимиз,
Биз Вәтәнни сөйимиз.
Бәхитлик әлдә туғулдуқ,
Бәхитлик өмүр сүримиз.
Зумрат: «Туғулған әл»
Әнди бүгүн қарисам,
Әтрапим бәхит, кәң ятар.
Бир - бири билән қериндаш,
Қол тутушуп әл яшар.
Қирғиз, қазақ, өзбәкләр,
Моңғол, уйғур, туңганлар,
Әрмән, тажик, грузин,
Орус билән украин
Ишиклирини кәң ачар.
Шахзат:
Алитағ, Кавказ улишип.
Қазақстан бәхитлик әл.
Бәхит нахшиси аңлинип,
Қулаққа тавуши кеп турар.
Уссул: «Қара жорға»
ІV. Хуласиләш: Қазақстан сөзигә, сөз ойлап йезиш.
Вәтән тоғрилиқ мақаллар:
1. Ана Вәтиниң - алтун бөшүк.
2. Вәтини йоқ адәм,
Авази йоқ булбул
- Силәр, Мустәқил Қазақстанниң әң яш әзимәтлири. Шуңлашқа өз йериңлар билән елиңларни ата - бовилириңлар охшаш қәдирләшкә, сөйүшкә, һимайә қилишқа тегишлик екәнлигиңларни дайим ядиңларда тутуңлар.